Бир мәзинниң беғиға уч оғри оғурлуққа чүшкән екән. Мәзин баққа оғри чүшкәнлигини туюп қелип:
-Һәй хотун, лампини әчиққин! – дәйду. Булар лампини көтирип чиққичә, оғриларниң бири җигдә дәриғиғә чаплишивалиду, бири
догилап қойған қиғниң йенида доңғуюп йетивалиду, үчинчиси болса, йолниң үстигә оңдисиға йетивалиду. Мәзин җигдиниң йениға берип «Сән кимсән?» – дәп үч қетим сорайду. Тортинчи қетим:
– Сән ким сән?– дәп сориса:
– Мән җигдә йелими, – дегидәк ятқан киши.
– Вай, жигдә йелимиму шундақ йоған боламду?! – десә:
– Ямғур көп яққандин кейин… – дегидәк.
Андин қиғниң йениға барса, бир немә доңғуюп турғидәк: «Сән ким?» – дәп үч қетим сорайду, төртинчи қетим:
– Сән ким сән? – дәп сориғанда:
– Мән ешәкмәдиги,– дәпту ятқан киши.
– Вай, ешәкмәдигиму шундақ йоған боламду?! – десә:
– Қиғлиқ йәр болғандин кейин… – дегидәк. Мәзин йолға чиқип қариса, йолниң оттурсида бири оңдисиға ятқидәк. «Сән ким?» – дәп үч қетим сорапту, төртинчи қетим:
– Сән ким сән? – дәп сориғанда:
– Мән – өлүк! – дегидәк ятқан киши.
– Вай, өлүкму гәп қиламду?! – десә:
– Унтуп қалғандин кейин!.. – дегидәк.
– Һәй хотун, җүр,оғри кирмәпту! – дәп мәзин өйигә кирип кәткән екән.
Перевод: Махинур Абдуллаева