КӨРГУЧ

Бир дехан шәһәргә
кирип базарға барса, адәмләр: «көргүч келип қапту, униңға қариған адәм өзини көридекән»,
– дейишкидәк. У вақитларда әйнәкләр йеңи пәйда болуп, уни көргүч дәп атайдекән.
Деханму бир көргүчни сетиваптудә, өйигә кәлгәндә, аттин чүшмәстинла хотуниға:
– Һәй хотун, мән саңа көргүч әпкәлдим! – дәп
вақирапту.
Хотуни чиқип көргүчни
қолиға елип қариса, бир хотун тургидәк. У өзи екәнлигини билмәстин:
– Һә, саңа көргүч
әпкәлдим дәп, өзәңгә
хотун әпкәпсәндә?! – дәп әйнәкни йәргә ташлаветип, рәнҗип өйигә кирип кетипту. Аниси:
– Вай балам,немә болдиңиз? – дәп сориса келини:
– Қаримамдила,оғуллирини, шәһәрдин саңа көргүч әпчиқтим дәп, өзигә хотун әчиқипту, – дәпту. Аниси жүгрәп чиқип әйнәкни қолиға елип қариса,бир момай тургидәк:
– Вай балам,хотун алдим дәп қери хотун апсәнғу, яширақни немишкә алмидиң?! – дәп кетиптәк. Бу вараң-уруңни бовай аңлап қелип: – немә болдиңлар? – дәп сораптудәк.
– Қаримамдила,оғулимиз хотун алдим, дәп бир қери момайни апту, – дәпту момай. Бовай әйнәкни қолиға елип қариса, бир бовай турғидәк.
– Әссаламу әләйкум,қуда! Қудилар биллила чиқиптудә! – дәп течлиқ соришип кетиптудәк.
 

Перевод: Махинур Абдуллаева