АХМАҚ ПАДИША

Өткән заманда бир ахмақ падиша
болған екән. Кишиләр униң зулумидин қорқуп, немә буйриса шуни қилидекән. Күнләрниң
биридә бу падиша бир адәмгә йолуқупту. Униңдин:
– Сән немә қилидиған адәм? – дәп сораптекән.
У адәм қорқуп кетип:
– Мән тағ көтиридиған адәм, – дәп җавап берипту.
Буни аңлиған падиша:
– Андақ болса, ординиң алдидики тағни йөткә, – дәпту.
У адәм:
– Мақул, – дәпту.
Падиша:
– Саңа немә лазим? – дәптекән.
– Маңа һеч немә лазим әмәс, пәқәт бир жилда бир қетим
тағ йөткәймән, шуңғичә йәткидәк кийим-кечәк, йемәк-ичмәклиримни йәткүзүп бәрсиңиз
болиду, – дәпту һелиқи адәм.
Падиша:
– Немә йесәң, немә кийсәң ихтияр өзәңдә, ордидин йәткүзүп
бериду, – дәпту.
Шундақ қилип, бир жил падишаниң кийимлирини кийип,
тамиғини йәп жүрүпту. Жил тошқандин кейин, падиша пүтүн жутни орда алдиға жиғип:
– Һазир тағ көтиридиған батурниң күчини көрүңлар! – дәп
җар саптудә, кейин батурға қарап:
– Қени, тағни көтәр! – дәптекән. Һелиқи адәм тағниң бағриға
жүгрәп берип таққа дүмбисини йөләп турупту.
Падиша:
– Көтәр! – дәпту йәнә. Һелиқи адәм:
– Сиз башлиқ болуп, тағни дүмбәмгә артип қоюңлар,
андин өзәм орнидин йөткәветимән, – дәптекән.
Падиша:
– Биз қандақ артимиз? – дәпту. Шу чағда һелиқи адәм:
– Силәр топлишип көтирәлмигән тағни мән ялғуз қандақ көтиримән?
– дәп җавап берипту.

Перевод: Махинур Абдуллаева



көргүч