Заманә зорниң, тамашә қорниң болған чағлириниң биридә, бир мални икки, бир пулни үч қилғичә җени сеқирап, көзидин яш еқип туридиған Сопи дегән бир бай болған екән. Униң қейнанисиниң гөһәр туғудиған бир мекийини болған екән. Тәлийигә яриша, қейнаниси өлүп қелип, гөһәр туғудиған ақ мекиян униң аялиға мирас болуп қапту. У мекиян адити бойичә күндә бирдин гөһәр тухум туғуп турупту. Бай бу гөһәрни сетип, дукан ечипту. Күндин-күнгә содиси яхши болуп, дукини түрлүк маллар билән толуптудә, бара-бара байлар ичидә абройи көтирилилту.
Буни көргән бай тохуниң күндә туғудиған бир тухумиға қанаәтләнмәй, тохуниң ичидики барлиқ геһәрни елип, бирдинла пүтүн дуниядики асил ғәзинилири бар байлар қатариға өтүшни ойлаптудә, аялидин оғурлуқчә ақ мекиянни союпту, лекин мекиянниң ичидин бай күткән гөһәрләрниң бириму чиқмапту…
Перевод: Махинур Абдуллаева